Классный час "Алмута универсиадиси - 2017"

Синип саати: Алмута универсиадиси – 2017
Мәхсити: Оқуғучиларға «Алмута универсиадиси 2017» тоғрилиқ мәлумат
бериш; сағлам һаят тәризигә үгитиш, патриотизм роһида тәрбийә бериш
Жабдуқлиниши: Слайд, сүрәтләр, постер үчүн флипчарт қәғизи
Синип саатиниң бериши:
1. Уюштуруш пәйти
2. Гимн орунлаш
3. Синипқа соаллар қоюш арқилиқ дәрискә жәлип қилиш:
а) Спорт терминини қандақ чүшинисиз?
б) Немә үчүн спорт керәк?
в) «Сағлам тәндә – сағлам роһ» мақалисини тәрипиләп бериң
г) Спорт бойичә қандақ мусабиқиләрни билисиз?
д) Қайси спортсменларни, чемпионларни билисиләр?
4. Мәлумат бериш.
Студентлиқ спорт тарих 1905 жилдин башланди. Мошу жили АҚШ-да
студент яшларниң дәсләпки хәлиқара мусабиқиси өтти. Биринчи
Дунияйүзлүк студентлиқ оюнлар 1923 жили Парижда уюштурулди. Лекин,
Универсиада дегән нам алған дәсләпки спорт мусабиқиси 1959 жили
Италияниң Турин шәһиридә өтти. Шуниңдин бери Универсиада аләмдики
әң ярқин хәлиқара спорт вә мәдәний вақиәләрниң биригә айланди.
Универсиадиниң бир мәхсити спортлиқ билим бериш системисиниң муһим
элементлириниң бири ретидә илгәрлитиш.
Универсиадини Алмутида өткүзүш тоғрилиқ рәсмий йешим 2011 жилдики
29 ноябрьда Брюссельда Хәлиқара университетлиқ спорт федерациясида
(FISU) өткән аваз бериш нәтижисидә қобул қилинди. Мошундақ, Алмута
бурунқи кеңәш әллириниң ичидә биринчи болуп, 2017 жили, йәни мошу
жили өтидиған XXVIII қишлиқ Универсиадиниң пайтәхтигә айланди.
Буниңғичә 1973 жили Москва вә 2013 жили Қазан шәһири яшларниң пәқәт
язлиқ спорт оюнлирини қобул қилған еди. Универсиада туғини Алмута
шәһиригә бериш тәнтәнилик рәсими 2015 жилдики 15 ноябрьда Испанияниң
Гренада шәөиридә өтти.
Алмутида өтидиған 2017 жилдики Дунияйүзлүк қишқи универсиадиниң
тумари ретидә шуңқар талланди. Тумарни сунғучиларниң пикри бойичә,
шуңқар илдамлиқни, йеникликни, күч-қуват билән йенишкә дегән
интилишни көрситиду. Логотип очуқ көринидиған динамикилиқ шәкли бар
шуңқар қанити түридә ясалған. Мошу символға бағлинишлиқ, Алмутидики
Универсиадиниң шиариға «Қанатиңни кәң қақ!» ибариси таллап елинди.
XXVIII қишлиқ Дунияйүзлүк универсиада 2017 жили 28 январьбилән 8
февраль арилиғида өтиду. Алдин ала мәлумат бойичә, униңға FISU
альянсиға киридиған 50 әлдин бәш миңдин ошуқ студент қатнишиду. Чамиси
үч миңға йеқин өз мәйли билән қатнашқучилар санини көпәйтиш
планланмақта.
Мегаполисни чоң спортлуқ чаригә тәйярлаштики инфрақурулумлиқ база
хизмитини 2011 жили өткән 7-қшлиқ Азия оюнлириға арнап селинған
имарәтләр атқуруп олтуриду. Атап ейтқанда, «Сұңқар» хәлиқара чаңғудин
сәкрәш комплекси, Балуан Шолақ намидики Спорт сариайи вә Алмута
вилайитидики Чаңғу-биатлон стадиони универсиада чепишлирини қобул
қилиду. Спорт мусабиқилири шундақла «Медеу» муз мәйданида вә
«Шымбұлақ» тағ-чаңгили курортида өтиду. Универсиада үчүн қошумчә йәнә
Муз сарийи, Муз арениси вә Атлетлар шәһәрчиси селинди.
Универсиада беришида Қазақстанда спортниң 13 түридин (8 миннәтлик вә
5 қошумчә) чепишлар планланған. Фигурное катание , шорт-трек, тағ
чаңғиси спорти, сноубординг, биатлон, чаңғу чепиши, шайбилиқ хоккей,
керлинг миннәтлик спорт түрлиригә кириду. Әнди қобул қилғучи тәрәпниң
усуниши бойичә киргүзилидиған қошумчә спорт түрлиригә чаңғу билән
сәкрәш /лыжная гонка по пересеченной местности/
чаңғу қош чепишиши, фристайл, коньки билән жүгрәш спорти вә бенди
кириду.
Қазақстанниң студентлиқ командисиниң сәккиз қишлиқ Универсиадиға
қатнашқан тәжрибиси бар. Мошу вақит арилиғида Қазақстан командиси
ғожуниға 43 награда салди.
4. Қисқичә конспект йезиш
5. Постер ясаш
6. Слайдлар бойичә сөзгә чиқиш
Йәкүнләш: Постерларни яқлаш, өз пикрини ейтиш, спорт йеңилиқлири билән
дайимий тонушуш
М.Һәмраев намидики №150 УББ мәктәп
«Тәкшүрдим»
Мудирниң ТИБ орунбасари
___________Имашев М.А.
Синип саати
Мавзуси:
Синип: 8 «В»
Вақти: 17.01.2017ж
Синип рәһбәр: Балинова А.Х.
Алмута 2017 ж